Тельман Шамахун оғли Нурахунов, 1964-жили туғулған. 1981-жили Чоң Ақсу оттура мәктивини тамамлиғандин кейин, шу жили Абай намидики Қазақ Педагогикилиқ институтниң Филология факультетиға оқушқа чүшиду.1986-жили мәзкүр алий оқушини пүтүрүп, 1988-жили «Алитағ» уйғурчә көрситишләр программисиға редактор болуп ишқа орунлишиду. Аз вақиттин кейин «Жазушы» нәшриятиға тәһрирлик хизмәткә йөткилиду. 1991-вә 1992-жиллар арилиғида Қазақ радиосида чоң муһәррир, 1993-1994-жиллар арилиғида Қазақстан Җумһурийити Министрлар Кабинети йенидики Тил комитетида баш мутәхәсис лавазимида ишләйду. 1994-жили Т.Нурахунов Қазақстан телевидениеси «Алатау» телеканали йенидики «Алитағ» уйғурчә көрситишләр программисиға Баш муһәррир болуп тайинлиниду. Бу лавазимда у 2001-жилғичә ишләп, телекөрситишләрниң сүпитини яхшилаш, йеңи программиларни барлиққа кәлтүрүш бойичә паал әмгәк қилиду. Шәхсән өзи онлиған һәр хил мавзудики телекөрситишләр, иҗадий портретлар, телеочерклар тәйярлиниду. Шуларниң арисида «Қериндаш Түркийә» намлиқ цикллиқ көрситишләр Түркийә Җумһурийитидә яшаватқан уйғурларниң һаятиға беғишлинип, телетамашибинларниң иллиқ еһтирамиға муйәссәр болған.
Т.Нурахунов әдәбиятимизниң қош саһаси болған проза вә поэзия саһасида үнүмлүк тәвритиватқан әдипләрниң бири. Қәләм саһибиниң иҗадий әмгәклири һәр хил гезит вә журналларда турақлиқ елан қилинип кәлмәктә. 1994-жили дәсләпки шеирий топлими «Қәлбим аһаңлири» нами билән нәшир қилиниду. 2001-жили «Сәвда» намлиқ повестлар, һекайиләр вә новеллилар топлими нәширдин чиқип, уйғур яш язғучилириниң арисида биринчи болуп «Илһам» мукапитиға сазавәр болиду. Андин кейин 2006-жили «Көзләр һәм жүрәк» шеирлар топлими, 2008-жили «Чин жүрәктин» сонетлар топлими, 2010-жили «Сәрадин кәлгән жигит» повестлар топлими, 2017-жили «Бейиштики дозақ» романи, 2019-жили «Чоң Ақсу – қутлуқ йезам» публицистикилиқ әсәри нәшир қилинди.
2012-жили Филология пәнлириниң доктори, Россия Тәбиий пәнләр академиясиниң мухбир әзаси Алимҗан Тилвалдиниң «Керуен» илмий вә әдәбий-бәдиий журналида вә 2016-жили «Уйгурская поэзия независимого Казахстана» намлиқ монографиясида «Особенности поэтики измерений в стихах современного уйгурского поэта Тельмана Нурахунова» намлиқ көләмлик мақалиси елан қилинди. Шундақла «Современная литература Казахстана» китавиға Т.Нурахуновниң иҗадийити киргүзүлди.
Шуниң билән биллә язғучиниң һекайилири 2009-жили Нур-Султан шәһиридә нәшир қилинидиған «Литературный Казахстан» журналида рус тилида вә 2015-жили Қазақстан язғучилириниң әдәбий-иҗтимаий «Жулдыз» журналида қазақ тилида нәшир қилинди. 2015-жили униң әдәбий ижади 11-синип «Уйғур әдәбияти» оқуш дәрислигигә киргүзүлди.
Т.Нурахунов җәмийәтлик ишларғиму паал арилишип келиватқан әдип. У Алмута шәһиридики уйғур җамаәтчилиги арисида һәр жили өткүзүливатқан «Жил адими», «Шәһәрлик Уйғур мәдәнийәт мәркизини» қуруш тәшәббускари, «Иҗаткар» әдәбий-публицистикилиқ, илмий-аммибап журнали асасчилириниң бири. 2013-жили Бишкек шәһиридә өткүзүлгән Түркийә Язарлар бирләшмиси тәрипидин уюштурулған «Түркий тиллиқ хәлиқләр шеирийити» фестивалиниң қатнашқучиси. 2018-жили Алмута шәһәрлик уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари болуп сайланди.
Т.Нурахунов «Қазақстан Конституциясигә 25 жил» тәвәллудлиқ медали билән мукапатланған. Қазақстан Җумһурийити Язғучилар Иттипақиниң әзаси. Уйғур наһийәсиниң пәхрий граждани.