Уйғур ханимлири юбкини 2000 жил бурун кийгән

Уйғур ханимлири юбкини 2000 жил бурун кийгән

Буниңдин 3000 жил илгири Ғәрбий юртта яшиған әҗдатлиримиз чәкмән-маталарни бояп, униң үстигә нусха бесишқа маһир болған. Шу мәзгилләрдә Тарим ойманлиғида қоңур, қизил вә сериқ рәңләр арилаштурулған аяллар көйнигиниң бирмәһәл модиға айлиниши сөзүмизгә дәлил болалайду.Булту күздә өткүзүлгән Хан дәвридики Ғәрбий юрт археологияси вә Хәнзу мәдәнийити хәлиқара илмий-муһакимә жиғинида дөләт ичидики һәм сиртидики алимлар тәпсилий вә ениқ материаллар арқилиқ Хән вә Чин сулалириға, һәтта униңдин бурунқи дәвирләргә мәнсүп Ғәрбий юрт кийим-кечәклириниң мода долқунини намайән қилди. Диққәткә сазавәр бир йери, бүгүнки күндә модиға айланған аялларниң қатлақ юбкиси буниңдин 2000 жил муқәддәм худди һазирқидәкла аммибаплиққа егә болған екән. Шинҗаң мәдәнийәт ядикарлиқлири археологиялик тәтқиқат орниниң илмий хадими Идрис Абдурусул Керийә дәрияси бойида жүргүзүлгән тәкшүрүш ишлириниң нәтиҗилирини тонуштурғанда, 2000 жил илгәрки юмилақ қумлуқларниң жуң-тоқумичилиқ техникисини пухта егилигәнлигини алаһидә тәкитлигән. Кишини һәйран қалдурғини шуки, улар пәқәт қой вә төгә жуңлиридинла әмәс, һәтта ат қуйруқлиридинму пайдилинишни билгән. Рәң вә нусха таллаштиму юмшақ қумлуқларниң мол тәсәввурини  байқавелиш тәс әмәс. Археологлар тәрипидин тепилған буюмлар әйни вақиттики тоқумичилиқ техникисиниң интайин жуқури дәриҗидә болғанлиғини тәстиқләйду. Археологиялик тепилмилардин аян болушичә, буниңдин 3000 жил илгири Ғәрбий юртта яшиғанлар асасән һайван териси билән жуңини кийим-кечәкләргә материал сүпитидә пайдиланған. Уларни безәштә пәқәт рәңлик бояқлар билән һәрхил нусхилардин тәшқири қушларниң пәйлириму ишлитилгән. www.іz.la

Комментарии

чтобы можно было оставлять комментарии

ПОПУЛЯРНЫЕ СТАТЬИ

Линия успеха Айнурам Джалиловой: «Почему-то по жизни всегда выбираю сложный путь»
Ученые
Айнурам Джалиловой всего 33 года, она замужем, воспитывает двоих детей. Ей удалось самостоятельно пр...
Образ современного учителя: как книга казахстанки Бостан Хаят по обучению онлайн стала бестселлером в Южной Корее
Ученые
Бостан Хаят — казахстанка, учитель английского языка, тренер для преподавателей. Книга  «Intera...
Серийный предприниматель Мурат Бараев построил теплицу, которая за сезон дает 1 800 тонн томатов и 180 тонн клубники
Walibay Business
Мурат Бараев начинал бизнес с открытия полиграфии в 2007 году. Потом была череда проектов...
Зарина из села Чилик стала директором в уникальной организации ACI и добилась гранта $10 млрд для аэропортов США
Стиль жизни
«У судьбы свои планы, в мои вмешалась любовь», - вспоминает свой переезд в США Зарина Манапова, урож...