РОЗА-РАМЗАН ВӘ ҺЕЙТ МӘРАСИМИ

РОЗА-РАМЗАН ВӘ ҺЕЙТ МӘРАСИМИ

Роза-рамзан диний етиқатимизға   мунасивәтлик  миллий әнъәнилиримизниң бири. Жилда бир нөвәт тәкрарлинидиған Роза һейт алдида әһли мусулман бир ай роза тутиду. Шәк кечиси, йәни әтә роза дегән күни  нағра челиниду. Нағра шу йосун бир ай роза аяқлашқичә челиниши лазим. Нағра челиш вақти: һәр күни намаз дегәрдин иптарға әзән ейтилғанға қәдәр, түндә саат иккидин зоға қәдәр челиниду. Бу түндә кишиләрни зоға ойғитиш вәзиписини ада қилиду. Әнди намаздегәрдин иптарғичә челинған нағра – роза шарапити, иптар вақтиниң йеқинлашқиниға ишарә ретидә хәлиқләргә зоқ-шәвқ беғишлайду. Униңдин ташқири һәр мәһәлләрдә “Алличилар” әйнә шу вақитта “Алла” етип ойғитиду. 

Розини яхширақ тутуш үчүн мусулманлар йемәк-ичмәкниң алдин-ала тәйярлиғини қилиду, иптарлиқ, золуқ ғизалириниң сүпитини яхшилашқа тиришиду.

Роза-рамзан күнлири намазшамға әзән етиш роза тутқанлар үчүн, иптар вақтидин учур бериштин ибарәт. У чағда ушшақ балиларниң “Әзән! Әзән!” дәп чуқуришип-вақирашлири хуш кәйпият ата қилиду.

Намаз дегәрдин иптарғичә тонурдин йеңи союлған қатлима нан, ширмән нан, гүллүк нан вә шекәр тоғачлар тәңниләргә тизилиду, рисаличи, таңширчиларниң дохмуш-дохмушларда сода билән қоли қолиға тәгмәйдудә, уларниң һәрикити шох ойнаватқан нағриға маслишип кетиду. Мундақ вақитларла иштин қайтқан, дуканлирини тақиған кишиләрниң өйигә иптарға алдирап кетип барғанлиғи көзгә челиқиду, базар, кочилар адәмдин хали болуп, худди су сәпкәндәк җимип кетиду.

Роза тутуш вақти түндә золуққа туруп ғиза йәп, сүвә көтирилгәнгә қәдәр еғиз бәкитиши вә кәч күн патқанда – улуқта  шәпәқ нури кәткәндә иптар қилиши шәрт. Күн қисқа вақитлиридики роза билән алтинчи ай күн узун вақитларда кәлгән розиниң вақит җәриянида пәриқ бар, әлвәттә. Униң үчүн чидам-тақәт вә қанаәт қилиш лазим.

Розиға 10 күн толғанда рамзан ейтиш башлиниду. Мәһәллиләрдә балилар намазшамдин кейин хуптәнгичә болған арилиқта пануслирини көтирип, өйму-өй дәрваза түвидә рамзан ейтип, өй егилириниң атиған соғисини (нан вә пул) алиду.

Пануслар әслидә чиғдин матилип ясилиду, ичигә яғачтин қондақ қилип шам олтарғузулиду. Панус һәр хил рәңдики қәғәз билән ясилип, униңға қәғәздин ишләнгән гүлләр бәкитилиду, астида ләпилдәп турған чочиси болиду. Панусларниң түрлири көп: гүллүк панус, тавуз панус, чөшүрә, қақира панус қатарлиқ бир қанчә түргә бөлиниду. Болупму, кечиси пануслар өзиниң рәңдар гөзәллиги билән яшларниң әмәс, бәлки чоңларниңму зоқини тартиду.

Уйғур өрп-адәтлири. Масумжан Зулпиқар

Комментарии

чтобы можно было оставлять комментарии

ПОПУЛЯРНЫЕ СТАТЬИ

Линия успеха Айнурам Джалиловой: «Почему-то по жизни всегда выбираю сложный путь»
Ученые
Айнурам Джалиловой всего 33 года, она замужем, воспитывает двоих детей. Ей удалось самостоятельно пр...
Образ современного учителя: как книга казахстанки Бостан Хаят по обучению онлайн стала бестселлером в Южной Корее
Ученые
Бостан Хаят — казахстанка, учитель английского языка, тренер для преподавателей. Книга  «Intera...
Серийный предприниматель Мурат Бараев построил теплицу, которая за сезон дает 1 800 тонн томатов и 180 тонн клубники
Walibay Business
Мурат Бараев начинал бизнес с открытия полиграфии в 2007 году. Потом была череда проектов...
Зарина из села Чилик стала директором в уникальной организации ACI и добилась гранта $10 млрд для аэропортов США
Стиль жизни
«У судьбы свои планы, в мои вмешалась любовь», - вспоминает свой переезд в США Зарина Манапова, урож...