РАМЗАН ҚОШИҒИ

РАМЗАН ҚОШИҒИ

 Бир топ балилар панус көтирип, өйму-өй рамзан ейтиду.

Әссаламу әләйкүм, ятқан байлар,

Худаниң пәрманиға патқан байлар.

Рамзан алла шәрий рамзан,

Хуш мубарәк кәлдиләр шу рамзан.

Роза тут, намаз өтә, җениң үчүн.

Хәйри қил, закат бәр, малиң үчүн.

Қайтурмиси: 

Рамзан алла, шәрий рамзан,

Хуш мубарәк кәлдиләр шу рамзан.

Розиниң они қени, қәдри қени?

Бултуқи мусулманар бу жил қени?

Қайтурмиси:

Бу роза оттуз екән, меһман екән,

Розини тутмиғанлар һайван екән.

Қайтурмиси:

Түңлигиңниң төшигидин ай көрүнур,

Барчә өйдин мошу өй бай көрүнур.

Қайтурмиси:

Бай акамниң йейиши боз-ала қой,

Калла-пақалчәк, терини молламға қой.

Қайтурмиси:

Мәккидә бир яғач бар, баши қара,

Худайим оғул бәрсун, қаши қара.

Қайтурмиси:

Өйүңниң арқисида тайниң изи,

Кәшмир яғлиқ бериду байниң қизи.

Шуниңғичә өйдин уларни қарши алғучилар чиқмиса, рамзанчилар рәнҗип,  мундақ дәйду:

Қайтурмиси: 

Һәр йәрдә шунчә турса кәч болиду,

Бәргиниң, бәрмигиниң һәш болиду!

дәп нери кетиду. Әгәр уларни қарши алса, рәхмәт-тазимини изһар қилиду. 

Рамзан ейтишниң чоңлар ичидә өзгичә алаһидилиги бар. Улар һәптә ай илгири талчивиқтин матап “Гүллүк кемә” ясайду, уни һәр хил рәхт яки қәғәз билән зенәтләйду. Кеминиң оттуриға чүшкән адәм гоя дәрияда кемә үзгән мисали чайқап маңиду. “Гүллүк кемигә” икки-үч “Гүлдәстә” (гүлләп ясиған йоған панус) вә уларни чөрәдәп 10-15 панусчилар пануслирини көтирип “Гүллүк кемини” ариға елип һәйвәт берип маңиду. Гүлдәстичиләр тәркивидики кишиләр қолида дап-думбақ, сазларму болиду. Улар мәһәллидики катта байларниң өйигә, әмәлдар, һакимларниң һойлисиға кирип, чөрәдәп һәр хил оюн-тамашә көрситиду, “Гүллүк кемә” һәйвәтлик у ян-бу ян чайқилиду, дап-думбақчи, сазәндиләрниң ейтқан “Шадиянә күй” вә “Сәнимигә” маслишип ойнашлири, оттуриға  миллийчә ғәлитә кийингән уссулчилар чүшүп оюнни қизитишлири, һаяҗан, җош-қун кәйпият һасил қилиду. Лазим тепилса, қизиқчилар өз паалийитини көрситиду.

Уссул нахшиси:

Тәғдир алла, тәғдир алла,               Сораңлар шу тохулардин

Һалим қалмиди.                               Немә дәп чиллиди?

Яр қешиға баралмидим,                 Қондиғидин жиқилди у,

Тоху чиллиди.                                    Бойни үзүлди.

Бу нахшида рамзанчиларниң зиядә нахша ейтип-ойнап һарғанлиқ ипадисини сәзгән байниң хизмәтчилири, хенимлири яки әрбапларниң өзлири атиған инъам-соғилирини пәтмусларда суниду, “Гүлкемә” оюнини башқурғучиға тон япиду. “Гүлкемә” – “Гүлдәстиләрниң” чарахлап янған онлиған пануслар йориғидики оюнлири тарихий әһмийәткә егә әнъәниләр сүпитидә қәдирлиниду.

Рамзан ейтиш һәптә – он күн давам қилидудә, роза аяқлишай дегәндә селикиду.

Һейт-айәм байрими мусулманларни чоң хошаллиқ, дағ-дуғилиқ тәнтәнигә бөләйду. Һейтни һәр бир аилә мунасип қарши елиш үчүн балиларға һейтлиқ кийим-кечәк тәйярлайду, аял вә анилар алаһидә соғилар билән тәбриклиниду, балиларниң хираҗити үчүн ахча берилиду. Болупму, һейтлиқ еңил кийгән балиларниң хошаллиғи тән-тенигә сиғмайду.

Һейт намизиға әрләр: балағәт йешиға йәткән жигитләр вә улардин кичикләр бериши керәк. Намаз өтилип болуши билән улар авал тупрақ бешиға берип, әрвалар хатирисигә дуга-тилавәт қилиду, андин өйигә келип, һейтлиқ чайға еғиз тегиду.һейт намизи оқулуп болғанда җамаәт өз-ара “Һейт шәриплири мубарәк болсун!”, дәп бир-бирилирин тәбриклишиду, андин әтигәнлик чайдин кейин холум-хошна вә туққанлар өйигә һейтлаш, уларни тәбрикләш башлиниду. Туққанларниң балилири һейтлап кәлсә, уларға һейтлиқ пул берилиду. Балилар үчүн бу чоң соға.

Һейт үчүн һейтлиқ саңза, қийғақча, печенье, торт вә башқа йемәкләр тәйярлинип чирайлиқ дәстихан раслиниду.

Шәһәр оттурисидики мәдрисә вә айрим пәштақларда таң сәһәрдә вә һейт намизи оқулуп болуши билән нағра, карнай-сүнәй яңрашқа башлап, чоң-кичик һәммигә шат-хорамлиқ, йәңгил дәм беғишлайду. Болупму, яш қиз-жигитләрниң шатлиғи өзгичә. Нағра адәттә илгәрки заманлардин тартип җәң мәйданлирида шоқ ойнилип, җәңчиләрни алға-җәсарәткә интилдүрүп кәлгән, шуниңдәк у мәйрәм  хошаллиқ күнләр хатирисигә ойналған.

Нағраханә дәп аталмиш пәштақ байрақ вә тегишлик ләвһәләр билән зенәтлиниду. 

Нағра үч паридин ибарәт:  баш нағра, оттура нағра вә  аяқ нағриларға бөлүниду. Нағра, асасән төгә терисидин керилиши керәк. Баш нағра төгиниң қарни терисидин ишләнгәчкә авази зилирақ,  нәпис болиду, аяқ нағриниң садаси бомирақ болиду. Нағриларға яндап йоған думбақ қоюлиду. Демәк, үч киши нағра икки киши сүнәй вә карнай, бири думбақ чалиду.

Нағра муқам, сәнәм вә шадиянә күйләргә, айрим нахшиларға челинип, һейт-чиларни хошаллиққа бөләйду, чүштин кейин болса чоң пәдиләргә ойнилиду. Һәр күни нағрихана, һейтка мәйданлири адәмләргә толуп ташиду. Нағра-сүнәйләр сәнәм вә уссул күйлиригә челинғанда мәйдандики адәмләрниң бир қисми ихтиярсиз самаға чүшидудә, бир пәстила чоң сорунға айлиниду. Мундақ пәйттә сиз нағра пәштиғиға чиқип қалсиңиз, әтраптики һойлиларда қизил-җия кийингән қиз-чокан вә чоң аялларниң өзлүгидин уссулға чүшүп, шох җола қилип ойниғанлириға көзиңиз чүшиду. Нағрини башқурған “Туғбеги” вә нағричиларниң бир ай роза һәм үч күн һейтта үзлүксиз нағра-сүнәй чалған хизмити үчүн ордабеги яки мәһкимә шәһәрлик ушур-закаттин тегишлик мәбләғ аҗритип рази қилиниду.

"Уйғур өрп-адәтлири". Масумжан Зулпиқар

Комментарии

чтобы можно было оставлять комментарии

ПОПУЛЯРНЫЕ СТАТЬИ

Линия успеха Айнурам Джалиловой: «Почему-то по жизни всегда выбираю сложный путь»
Ученые
Айнурам Джалиловой всего 33 года, она замужем, воспитывает двоих детей. Ей удалось самостоятельно пр...
Образ современного учителя: как книга казахстанки Бостан Хаят по обучению онлайн стала бестселлером в Южной Корее
Ученые
Бостан Хаят — казахстанка, учитель английского языка, тренер для преподавателей. Книга  «Intera...
Серийный предприниматель Мурат Бараев построил теплицу, которая за сезон дает 1 800 тонн томатов и 180 тонн клубники
Walibay Business
Мурат Бараев начинал бизнес с открытия полиграфии в 2007 году. Потом была череда проектов...
Зарина из села Чилик стала директором в уникальной организации ACI и добилась гранта $10 млрд для аэропортов США
Стиль жизни
«У судьбы свои планы, в мои вмешалась любовь», - вспоминает свой переезд в США Зарина Манапова, урож...