Тельман Нурахунов - "Чоң Ақсу–қутлуқ йезам"

Тельман Нурахунов - "Чоң Ақсу–қутлуқ йезам"
vue 4133

Һөрмәтлик оқурмән!

Чоң Ақсу Уйғур наһийәсидики чоң вә тәбиити гөзәл,кишилири меһнәткәш жутларниң бири болуп қалмай, шундақла хәлқимизниң мәдәний-иҗтимаий һаятиға бебаһа үлүш қошқан бир туғулар пәрзәнтлири билән аброй-инавити алаһидә пәхирлик уйғур жутлириниң бири. Шуниң үчүн, туғулған жут һәққидә китап йезишни маңа тәклип қилғанда мәмнунийәт билән қобул қилсамму,қәлбимдә тәшвиш-әндишә бар еди. Һәқиқәт. Чүнки Чоң Ақсу йезиси Уйғур наһийәсидики аддийла бир йеза болуп қалмай, чоң тарихқа егә вәһәр заман, һәр дәвирниң хилму хил һәм мурәккәп өзгүрүшлиридә синалған, тарихий җәриянларға өз алаһидилиги билән җипсилишип, наму шөһритини аян қилған тәвәррүк жутларниң бири. Тәбийити әҗайип гөзәл йезиниң қойнида яшаватқан хәлиқму меһриванлиқ, дилкәшлик,меһмандостлуқ хисләтлиридин ташқири толиму меһнәткәш.Барчә идрәк қабилийитини йезиниң тәрәққияти үчүн йезиниң бәрикитини ашурушқа,абройини көтүрүшкә жүрәк етиқати билән әмгәк қилип яшаватқан инсанлар.Растишу,һәрдайим Чоң Ақсуға кәлгәндә униң көркәм вә зилва көрүнүшлиригә қайил болуп,адәмләрниң иллиқ-иссиқ мунасивәтлирини,дилларға арам беридиған хуш чақчақлирини аңлап көңүл көтүрүп,сапһавалирида әркин нәпәс елип,шерин-шәрбәт сулиридин дәм тартип жүргән болсамму,маңа жүкләнгән вәзипиниң нәтиҗисидә ана жутимизниң нәпәсигә,өтмүшигә вә бүгүнки күнигә чоңқур чөкүшкә тоғра кәлди. Әлвәттә,мошундақболушикерәкеди.Чүнки бу мәсъулийәтлик ишни мәмнунийәт билән қолға алғанда,Чоң Ақсуниң әҗайип чирайлиқ тәбиәт мәнзирисигә яришип яшаватқан жутдашлиримниң мәғрур Тәңри тағлиридәк пүкүлмәс қәддидә арман вә бәхит һеч қачан пүтмәйдиғанлиғини сәздим.Уйғур хәлқимиз дайим келәчәккә, истиқбалиниң нурлуқ болушиға үмүтвар болуп яшап кәлгән.Бу хисләт бизниң жутдашлиримиздиму йоқ әмәс. Әксинчә,толиму мол. «Бисмиллаһ» дәп йезимизниң босуғисини атлиғанда,ана жутни жут қилип турған кишиләрниң һаяти, тәғдири өз алдиға бир тарих екәнлигини дәрһал сезисән. Жут– пәрзәнтлири билән бәрикәтлик екәнлиги һәқиқәт. Бәрикәтлик жутниң – бәрикәтлик пәрзәнтлириму нурғун.Чоң Ақсуда шундақ шәхсләр наһайити көп.Улар Чоң Ақсу йезисиниңла әмәс, наһийәниң аброй-инавитини көтүрүштә, көпмилләтлик Қазақстанда яшаватқан хәлиқләрниң аҗралмас бир қисми сүпитидә җумһурийәт тәрәққиятиға бебаһа үлүш қошуватқан инсанлар. Чоң Ақсуниң тарихиға нәзәр салидиған болсақ, Йәттису өлкисидики жутларниң арисида өз из-тамғиси билән мәғруранә тарихқа егә екәнлигини байқаймиз. Мәсилән, наһийә бойичә биринчи оттура билим бериш мәктиви Чоң Ақсу йезисида бәрпа болуп, хәлиқниң саватини ечиш ишлирида хошна йезиларниң йүзлигән балилирини билимлик, илғар пикирлик қилип, һаятқа учум қилди. Улар кейинки һаятида зор пәллиләргә йетип, хәлқимизниң маңлай алди, бир туғулар пәрзәнтлиригә айланғанлиғини һәр ким яхши билиду. Әслидә һәр қандақ жут әң алди билән әйнә шундақ көзгә көрүнгән, қабилийәтлик пәрзәнтлири билән махтинидекән. Чоң Ақсудиму шу хил әзимәтләр нурғун. Улар жутимизниң пәхирлик инсанлири, йезимизға бәхит-бәрикәт елип кәлгән инсанлар. Рәңләрдә ақ билән қара моҗут екәнлиги һәммигә мәлум. Шуниңға охшаш Чоң Ақсуниң юмшақ атқан ақтаңлирини, сап һавалирини, бәхит-шатлиғини қайғуға ориған,һәтта қанлиқ паҗиәләргә бөлигән вақиәләрму айлинип өтмиди. Әйнә шуларниң ичидә аталмиш «Лашманлиқ», «Ату» паҗиәси. Бу вақиәләр Чоң Ақсулуқларниң жүрүгидә, шундақла пүткүл хәлқимизниң қәлбидә мәңгү өчмәс қайғулуқ сәһипиләрдур. Жигирминчи әсирниң бешида йүз бәргән вақиәләр Чоң Ақсу турғунлирини һалсиратқан,һәтта ихтисадий, иҗтимаий, мәдәний тәрәққияттин артқа чекиндүргән болсиму, жутдашлиримиз, йәни бизниң ата-бовилиримиз,ана-момилиримиз тәғдирниң язмиши алдида қәддини пүкмиди. Тәғдиргә баш әгмиди. Әксинчә, Чоң Ақсуниң тәрәққияти үчүн кечини кечә,күндүзни күндүз демәй,тиним тапмай әмгәк қилди. Шуниң билән биллә Германия Фашизми иккинчи дуния урушини ачқанда бир туташ Кеңәш хәлқи қолиға қурал елип алдинқи сәпкә атланди. «Әмгәк» колхозиниң қармиғиға киргән Долата йеза аһалисини қошқанда Чоң Ақсудин алтә йүздин ошуқ әр киши фронтқа атлинип кәткән.Улуқ Ғалибийәтни йеқинлаштурған вә ғалибийәт билән йенип кәлгән жутдашлиримиз йезиниң сөлити һәм дөлити әмәсму?! Әпсус,уруш ветеранлиридин мошу күнләрдә бирму киши қалмиди.Уларни жутдашлиримиз әнъәнә бойичә һәр жили 9-май Ғалибийәт күнидә хатириләйду. Арқа сәптики ана-момилиримизниң «Һәммә ғалибийәт үчүн»дәп уйқисидин кечип,йерим ач-йерим тоқ һаләттә пидакарлиқ әмгәк қилди вә йеңиш күнини йеқинлаштурған җасарити алаһидә. Бир еғиз сөз билән ейтмаққа оңай болсиму,әр кишигә хас өтүк кийип, етизларда кәтмән чапқан мәвланә анилиримизниң гүлдәк яшлиғини урушниң қийинчилиғиға алмаштурди. Амма улар тәғдирниң язмиши ретидә шуни қобул қилип, қийинчилиққа бәрдашлиқ берәлиди. Уларниң әмгәклири–әвлатқа үлгә-нәмунә. Уруштин кейинки дәвир,социализмни қуруш кәби сәясий өзгириш дәвирлиридә жутдашлиримизниң җан дили билән йеңи һаят үчүн қилған әмгәклири өз алдиға бир тарих әмәсму. Мана шу дәвирләрдә йезимизда әмгәк қәһримани, һәр хил дәриҗилик орден-медальлар билән тәғдирләнгән шәхсләр жутимизниң шан-шөһритини ашуруп, егиз балдаққа көтәрди. Маңа өз алаһидилиги билән пәхирлик вә киндик қеним төкүлгән жут һәққидә китап йезиш шәрәплик вәзипә болуш билән биллә, йезиниң өтмүши һәққидә көп издиниш,көп үгүниш лазим болди. Тәшәббускар топ билән китапниң йезилиш муәммалири бәлгүләнди. Жутимизниң бәрпа болушидин тартип та бүгүнгичә болған тәрәққиятиға Чоң Ақсуниң һәр бир турғини үлүш-һәссә қошқанлиғи талашсиз һәқиқәт екәнлигигә көз йәткүздүм. Һәр бир шәхс вә униң һаяти –бир тарих екәнлигигә көз жумуп болмайду. Һәр кимниң һаят-тәғдирини йезишқа әрзийду. Улар өз алдиға бир китап. Лекин, һөрмәтлик китапхан, қолуңиздики бу китапниң һәҗими яр бәрмигәчкә,униңға асасән,Чоң Ақсу йезисиниң тарихиға аит вақиәләр һәққидә йезилди.Жутниң маңлай алди,бир туғулар пәхирлик инсанлири,йезиниң тәрәққиятиға интайин чоң һәссә қошқан бүйүк шәхсләр таллавелинип,шулар һәққидә мәлуматлар берилди. Шәхсләр тоғрилиқ параң қилғанда,уларниң бесип өткән бирдә бәхитлик,бирдә чиғир һаят йолиға, әмгәк паалийитигә алаһидә диққәт бөлүнди. Хәлқимизниң арисидин,топ йерип,озуп чиққан көрнәклик пәрзәнтлиримизни пәқәт жутдашлиримизла әмәс, бәлки кейинки әвлат билиши, тонуши лазим. Уларниң нәмунилик әмгәклирини,һаят-паалийитини яш әвладимиз үлгә-ибрәт сүпитидә билиши һаҗәт дәп ойлаймән. Шуниң билән биллә бу китапниң алаһидилиги Чоң Ақсу йезисиниң һәр хил дәвирләрдики тәрәққият басқучлири билән тонушқанда йезиларниң тарихини тәтқиқ қилғучилар үчүн мәнбә сүпитидә пайдилинишқа мүмкин екәнлигиниму ейтишимиз керәк. «Иш бар йәрдә – камчилиқ бар» демәкчи, қолуңиздики бу китаптиму, қанчә тиришқан, издәнгән билән бәзи камчилиқ, йетишмәслик болуп қелиши шүбһисиз. Мән китапниң муәллипи сүпитим билән әгәр шундақларға йол қоюлған болса, китапханлардин әпу-үзүр сораймән.

ТельманНурахунов,

язғучи.

Комментарии

чтобы можно было оставлять комментарии

ПОПУЛЯРНЫЕ СТАТЬИ

Линия успеха Айнурам Джалиловой: «Почему-то по жизни всегда выбираю сложный путь»
Ученые
Айнурам Джалиловой всего 33 года, она замужем, воспитывает двоих детей. Ей удалось самостоятельно пр...
Образ современного учителя: как книга казахстанки Бостан Хаят по обучению онлайн стала бестселлером в Южной Корее
Ученые
Бостан Хаят — казахстанка, учитель английского языка, тренер для преподавателей. Книга  «Intera...
Серийный предприниматель Мурат Бараев построил теплицу, которая за сезон дает 1 800 тонн томатов и 180 тонн клубники
Walibay Business
Мурат Бараев начинал бизнес с открытия полиграфии в 2007 году. Потом была череда проектов...
Зарина из села Чилик стала директором в уникальной организации ACI и добилась гранта $10 млрд для аэропортов США
Стиль жизни
«У судьбы свои планы, в мои вмешалась любовь», - вспоминает свой переезд в США Зарина Манапова, урож...