Озуқлиниш адәтлири

«Көрклуғ тонуғ өзунгә, татлиғ ашиг азинқа,
Туткил конуғ ағирлиғ йазсун чавин бозунқа».
Көркәм чирайлиқ тонуңни өзәң кий
Татлиқ ешиңни башқиларға бәр.
Меһманни иззәтлә, шөһритиңни һәммигә яйсун.

Маһмут Қәшқәри

Йемәк-ичмәк адити бир милләт мәдәнийитиниң тәркивий қисми. У мәлум ишләп чиқириш күчлири тәрәққиятиниң мәһсули сүпитидә кишиләрниң күндилик турмушида әкис етиду.
Уйғур хәлқи узақ тарихий җәриянда өзлири яшиған иқлим шараитиға вә озуқлиниш адитигә асасән, нурғунлиған тамақ етиш һүнәр-сәнъитини вә өзлириниң турмуш алаһи-диликлиригә мас келидиған нурғунлиған әнъәнәвий тамақларни иҗат қилған. Уйғур хәлиқ тамақ етиш сәнъитигә, тамақниң тазилиғиға вә тәмлик болушиға әзәлдин әһмийәт берип кәлгән. Уйғур таамлириниң түри көп. Уларниң йемәк-ичмәк адитидә гөш вә ашлиқ билән қилинған тамақ асасий орунда туриду. Уйғурларниң бир қәдәр қедимий әнъәнивий тамақлири һәққидә Маһмут Қәшқәрийниң “Түркий тиллар диванида” бәзи мәлуматлар бар. Мәсилән, тоқуч, чөрәк сөзлиригә “тоқач” дәп изаһ бериду. Көвшәк дегән сөзни “болдурған нан” десә, чоқмин сөзи “һор нанниң бир хили” дәп изаһланған. Көмәч сөзини “күлгә көмүп пиширидиған нан”, синчу – “гирдә билән һәмәк арисида болидиған бир хил нан”, “хуйлима нан”, “какчи” қатма вә йоға сөзлиригә “қатлима”, “яғда пиширилидиған непиз нан” дәп изаһ берилгән. Униңдин башқа төвәндикиләрни тонуштуриду.


Турмәк – түрмәл.
Сармачуқ – қушқач тили аш, суюқ ашниң бир түри.
Үгүр – суюқ ашниң бир түри.
Соғут – һесип-үчәй ичигә гүрүч, гөш вә дора селип қилинидиған йемәклик.
Соқту – һесипниң бир хили, җигәр билән гөшигә дора-дәрмәк арилаштуруп үчәйгә тиқилиду.
Түтмач – чөп, түркләрниң атақлиқ тамақлириниң бири.
Қовот – “қағут” дәпму атилиду. Туғутта хунсирап кәткән аялларға беридиған тамақ. Бу тамақ қорулған териқ унини яғ билән шекәргә арилаштуруп бериду.
Топиқ – қойниң топиқ соңидин қилинидиған ғиза.
Көршәк – сокни су яки сүттә қайнитип, үстигә яғ қуюп йейилидиған бир хил тамақ.
Болдуни – ичигә қурут яки һөл үзүм селип тәйярлинидиған бир хил йемәклик.
Сүрүш – чүрүш бағдай башиғиниң дени қетиштин илгири үзүвелинип, отта пүчилип янчип йейилидиған йемәклик.
Болғама – яғсиз вә тәмәч болмақ.
Қоғурмач – қетиқ билән сүт арилаштуруп, ичи қетип қалған адәмләрниң ичини сүрдүрүш үчүнму ичилдүрилиду.
Бухси – бир хил йемәкликниң исми. Бу йемәклик мундақ тәйярлиниду: қайнитилип елинған буғдайниң үстигә бадам меғизи селиниду, андин һәсәл вә сүт билән қилинған болмақни қоюп, шу пети ичилиду. Ямата – қуймақ хемириға охшаш суюқ қилип челинидиған бир хил хемир семиз тохуни яки семиз гөшни қоруғанда яки кавап қилинғанда, йеғи еқип кәтмисун дәп, униңға шу хемир сүртилиду.
Сим сирақ – бир хил тамақ, баш пиширилгәндин кейин, ушшақ тоғрилип, дора-дәрмәк арилаштуруп, бир қачиға елиниду вә үстигә аччиқ қетиқ қуюлуп сиңишкәндин кейин йейилиду.
Язуқ – күздә һәр хил дора-дәрмәкләр билән қурутуп қоюлуп, әтиязда йейилидиған қақ гөш.
“Түркий тиллар диванида” йәнә уйғурларниң йәрлик миллий ичимликлиридин қумлақ “һәшиқ пичәкә” охшиған бир өсүмлүк. Униңға һәсәл арилаштруп шарап ясилиду. Қимиз – тулумда ечитип ичилидиған җилқа сүти. Бохсум – боза, териқтин ясилидиған ичимлик. Ағартқу – буғдай ярмисидин ясилидиған бозиға охшаш ичимлик қатарлиқларниң нами учрайду.

Из книги «Обычаи и традиции уйгурского народа». Автор: Масимджан Зульфукаров

Материал предоставлен Курашом Зульфукаровым специально для интернет портала Doppalife.com

 

Без имени-1
comments powered by HyperComments